Он нәпәр хитай язғучиси дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң мукапатиға еришти

Дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тәрипидин тарқитилидиған һелман маммәт мукапати, бу йил хитай язғучилиридин дудавву вә го чүән қатарлиқ 10 кишигә берилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.09.19

Мукапатқа еришкәнләр хитай һөкүмитиниң иҗраатлириға қарши хитай ичи-сиртида қәләм күриши елип бериватқан шундақла йәнә кишилик һоқуқ паалийәтлиригә актип һалда қатнишиватқан кишиләрдур. Һелман һаммәт мукапати 1989-йили тәсис қилинған болуп, асаслиқи диктатор һакимийәтләргә баш әгмигән вә униңға қарши һәрикәт елип барған язғучиларға берилиду.

Радиойимизниң бүгүнки бу һәқтики хитайчә хәвиридә билдүрүшичә, мәзкур мукапат хитай ичи-сиртидики өктичи язғучиларға зор илһам болған.

Шәндуң университетиниң профессори сун венгуаң мухбирниң зияритини қобул қилип мәзкур мукапатниң хитай һөкүмитигә көрситидиған тәсири үстидә тохталған.

У сөзидә мундақ дегән: “һөкүмәт бу мукапатқа бир болса қулақ йопурувелиши мумкин, йәнә бир болса бурунқиға охшашла, аз сандики җуңгоға қарши күчләрниң шумлуқлири дейиши мумкин.” сүн венгуаң “немә болушидин қәтийнәзәр, бу мукапат дуня җамаәтчиликиниң, хитайдики инсан һәқлири вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқанлиқиниң бир ипадиси” дәп дуня кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиға миннәтдарлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.