Хитай “йилпиз” алаһидә әтритини җәнубий уйғур елигә әвәтти
Мухбиримиз җүмә
2011.08.13
2011.08.13
Қәшқәр вә хотәнләрдә вәқә келип чиққандин кейин, хитай даирилири мәзкур районларға “йилпиз” алаһидә әтритини “террорлуқ” қа зәрбә беришкә әвәтидиғанлиқини билдүргән иди.
Хәвәрләргә қариғанда, бу қетим җәнубқа әвәтилгән алаһидә қисим хитай азадлиқ армийисиниң башқурушида болуп, сақчи қисимлириға тәвә әмәс икән.
Бу қисимларниң юқириқи вилайәтләрниң қайси районлириға орунлашқанлиқи вә конкретни қайси вәзипиләрни өтәйдиғанлиқи тәпсилий көрситилмигән.
18-Июлдики хотән “навағ вәқәси” вә 30, 31-июлдики қәшқәр “йеңи базар вәқәси” хитай даирилириниң уйғур ели истратегийисини бир қәдәр җиддийләштүрүп қойған иди.