Хитай уйғур елида йиңнә һуҗуми гумандарлиридин 74 кишини қолға алди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2009.09.15
2009.09.15
Шинхуа ториниң бу һәқтики хәвиридә билдүрүлүшичә, сақчи даирилири бу җәрянда, йиңнә һуҗуми гуруһидин 7 ни, йиңнә билән һуҗум қилиш делосидин 36 ни паш қилған. Бу делолардин 16 си үрүмчидә, 11 и хотәндә йүз бәргән, қалғанлири қәшқәр, турпан, ақсу, санҗи вә алтай қатарлиқ җайларда йүз бәргән.
Радиомизниң игилишичә йәнә, уйғур елиниң қарамай, шихәнзә вә күйтүң қатарлиқ шәһәрлиридиму йиңнә һуҗуми вәқәси йүз бәргән. Қарамай аһалилиридин бири радиомиз мухбириға қаримай шәһәрлик һөкүмәтниң йәрлик ахбарат вастилири арқилиқ шәһәрдә йиңнә билән һуҗум қилиш делосидин 49 и паш қилинғанлиқини уқтурған.
Тәйвән ахбарат вастилириниң билдүрүшичә, йиңнә билән һуҗум қилиш вәқәси хитайниң шиән қатарлиқ шәһәрлиридиму көрүлгән. Шиән шәһәрлик сақчи идариси йиңнә һуҗумчилирини тутуш үчүн, 5000 нәпәр сақчини һәрикәткә кәлтүргән.
Нөвәттә хитай, йиңнә һуҗумида зәһәрлик маддилар қоллинилмиғанлиқини хәвәр қилип вәзийәттики әнсизчиликни пәсәйтишкә тиришса; йәнә бир тәрәптин йиңнә һуҗум вәқәсиниң кеңийиватқанлиқини билдүрүп, хитай хәлқини сәгәк болушқа чақирмақта.