Хитайда итқа юққан H1N1 типлиқ юқумлуқ зукам вируси байқалди
Мухбиримиз вәли
2009.12.02
2009.12.02
Бу, хитайда өткән бир нәччә һәптидә адәмдин қайта чошқиға юққан чошқа зуками вируси тунҗи байқалғандин кейин, йеқинда йәнә тунҗи қетим ит зуками вирусиниң байқалғанлиқи болуп һесаблиниду.
Б б с ниң баян қилишичә, хитай мутәхәссислири чошқа зукам вируси худди қушханида адәмдин юққанға охшаш, ит зуками вирусиму ит баққучилар яки ит билән қоюқ алақә қилған кишиләрдин итқа юққан. Әмма һазир бу хил ит зуками тарап кәтсә, униңдин мудапиәлинидиған һечқандақ ваксина йоқ.