Америка дөләт мәҗлиси әзалири обамадин хитайдики адәм бедикчилики содисиға көңүл бөлүшни тәләп қилди
Америка җумһурийәтчи авам палата әзаси кирстофер семит пәйшәнбә күни дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети тәрипидин чақирилған гуваһлиқ бериш йиғинида сөз қилип, америка дөләт ишлар министирлиқиниң хитай вә һиндистандики адәм бедикчилики содисини башқидин омуми йүзлүк баһалап чиқишни оттуриға қойди.
Кирстофер семитниң әскәртишичә, хитай һөкүмити шимали корийидин хитайға қечип кәлгән корийилик мусапирларни елип - сетиш мәсилисини көрмәскә селип, буниңға һечқандақ тәдбир қолланмиған. У, хитайниң "бир пәрзәнтлик" нопус түзүми қиз - оғуллар нисбитиниң бузулушини кәлтүрүп чиқирип, қиз - аялларни елип сетиш бедикчиликиниң җанлинишиға йол ачқанлиқини билдүрди.
Хитай нопус мутәхәссислириниң агаһландурушичә, 2020 - йилға барғанда хитайда 40 милйон той йешидики оғуллар той қилидиған хотун тапалмайдиған вәзийәт шәкиллинидикән. Бәзи анализчилар бу мәсилә кәлгүсидә хитай җәмийитидики еғир иҗтимаий мәсилигә айлинип, җәмийәт муқимлиқиға җиддий тәһдит пәйда қилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Хитай һөкүмити 1980 - йилдин башлап хитай пуқралириға, 1987 - йилдин башлап уйғурларға пиланлиқ туғут сияситини йүргүзгән иди. Даириләр пиланлиқ туғут сияситиниң уйғур нопусиниң қурулмисиға көрсәткән тәсири һәққидә һазирға қәдәр һечқандақ рәсмий доклат елип қилип бақмиған болсиму, лекин бу сиясәт хитай җәмийитидә қиз -оғуллар тәңпуңлуқиниң бузулуши, нопусниң қеришини тезлитиштәк бәзи иҗтимаий ақивәтләрни кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәққидә бәзи доклатларни елан қилған иди.