Хитайниң бинакарлиқ қурулушлириниң өмри 30 йилға йәтмәйду
У йәнә һәр йили өрүлгән вә чеқилған бинакарлиқ қурулушлири сәвәблик хитайда наһайити зор әхләт дөвиси пәйда болуватқанлиқини; буниң, хитайниң һәм дуняниң муһит паклиқиға еғир бузғунчилиқ елип келиватқанлиқини билдүргән.
Буниңдин башқа у йәнә, хитайда бинакарлиқ қурулуш планиниң йирақни көрәрлик билән түзүлмәйватқанлиқини; пәқәт биринчи әвлад кишиләр планлиғанни иккинчи әвлад кишиләрниң бузуватқанлиқини; хитайда, дуняниң башқа җайлиридикидәк 100 йилниң үстидики чидамчанлиқни күтүш мумкинсизликини билдүргән.
Мәзкур әмәлдар йәнә, йеқин кәлгүсидә хитайда йәнә көплигән бинарлиқ қурулушлириниң өрүлүп һәр түрлүк ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириш еһтималлиқини байқиған.
Җоңгу күндилик гезитиниң енгилизчә санидиму, дуняда омуми ишләпчиқирилидиған симонт, полат, төмүр қатарлиқ қурулуш материяллириниң 40% ни хитай истимал қилидиғанлиқи, әмма қурулушларниң өмриниң 25 - 30 йил арисида икәнлики хәвәр қилинған.
Бу хәвәргә асасланғанда, хитайниң қәшқәр шәһиридики қәдимий өйләрни аһалиләрниң бихәтәрлики үчүн чақтуқ дегән чүшәндүрүшиниң асассизлиқи йәнә бир нуқтидин испатланмақта.