Хитай һөкүмити америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң доклатини рәт қилди
Җяң йүй күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң мәзкур доклат тоғрисидики соалиға җаваб берип, бу доклатниң җуңгоға нисбәтән бир тәрәплимиликкә толғанлиқини, доклаттики тәнқидләрниң асаси йоқлуқини илгири сүргән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети пәйшәнбә күни елан қилған һәр қайси әлләрниң диний әркинлик доклатида хитай диний әркинлик вәзийитиниң 2009 - вә 2010 - йили үзлүксиз начарлашқанлиқини әскәртип, "уйғур вә тибәтләрниң йеқинқи 10 йилдин буянқи әң еғир вәзийәткә дуч кәлгәнлики"ни, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районида уйғурларниң диний етиқадини аҗизлаштурушқа уриниватқанлиқини вә бу йолда түрлүк тәдбирлирини йолға қойиватқанлиқини билдүргән иди.
Лекин җяңйүй пәйшәнбә күнки баянатида җуңго һөкүмитиниң қанунларға асасән пуқраларниң диний етиқад әркинликини қоғдаватқанлиқини, җуңгода һәр милләт хәлқиниң түрлүк диний һоқуқлардин бәһриман болуватқанлиқини илгири сүргән.
Әмма, хәлқара диний әркинлик комитети, шинҗаң уйғур аптоном районида мусулманлар вә охшашла протестантларниң "үзлүксиз күчәйгән зиянкәшлик, қолға елиш, диний етиқадни аҗизлитиш һәрикитигә дуч келиватқанлиқи"ни тәкитлигән.