Чоң қуруқлуқта диний җәһәттин чәклик ечиветиш йүз бериши мумкин
Мухбиримиз вәли
2010.09.29
2010.09.29
Бу чоң муһакимигә тәклип қилинған тәйвән диний вә иҗтимаий җәмийәтләр бирләшмисиниң башлиқи, җенли университетиниң дин вә мәдәнийәт факултетиниң профессори җаң җалин бүгүн 'чоң қуруқлуқта иқтисад яхшиланғандин кейин, әнәниви коңзичилиқ қайтидин етирап қилинди.
Бу, башқа динларғиму тәсир қилди. Әмма бу бирхил диний әнәнинила етирап қилиш хәлқниң һазирқи дин - етиқат җәһәттики қизғин арзу - һәвәслирини һәргиз қандуралмайду. Әмди чоң қуруқлуқта, диний җәһәттин чәклик ечиветиш йүз бериши мумкин' дегән.
Хәвәрдә ейтилишичә, чоң қуруқлуқта, 1979 - йили диний етиқадқиму ишик ечиветилгән иди. Шуңлашқа хәлқ ичидики бәзи динлар фуҗәнниң җәнубида сақлинип қалди. Бейҗиңдиму мәхпий християн тәшкилатлири интайин әвҗ алди. Хитай буларни биртәрәп қилалмиди. Һазир тәйвәндә коңзичилиқтин башқа йәнә 7 хил әнәниви дин қанунлуқтур.