Хәлқара кәчүрүм тәшкилати доклат елан қилип, хитайни пуқралар әркинликини боғуш билән әйиблиди
Мухбиримиз әркин
2010.05.27
2010.05.27
Доклатта йәнә, бәзи хитай әмәлдарлириниң тибәт роһани даһиси далай ламани қоллайдиған дөләтләргә имбарго йүргүзүшни тәшәббус қилғанлиқини әйибләп, шималий корийә мусапирлирини кәмситкәнликини, уларға иқтисади мусапир муамилиси қилип, уларниң керәклик ярдәмгә еришишигә тосқунлуқ қилғанлиқини илгири сүргән.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати йәнә хитай, һиндистан, һиндонезийә, русийә вә америка қатарлиқ дөләтләрниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә қатнашмаслиқи дуняға хата сигнал бериватқанлиқини чақирип, дунядики асаслиқ 20 иқтисади чоң дөләтни актипчанлиқ билән хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисигә қатнишишқа чақирған.