Кишилик һоқуқ тәшкилатлири интернеткә чәклимә қойидиған дөләтләрни җазалашни тәләп қилди
Мухбиримиз әркин
2009.06.19
2009.06.19
Америка авам палатасиниң там лантос кишилик һоқуқ комитети пәйшәнбә күни гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң бу җәһәттики пикирини алған иди.
Йиғинда кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллири обама һөкүмити вә америка дөләт мәҗлисидин йәр шари интернет әркинлик қанунини мақуллашни тәләп қилған. Чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң вашингтондики мәсул хадими лусе мориллон йиғинда гуваһлиқ берип мундақ дәйду: "өткәнки бир қанчә күндин бери, ирандики вәқәләр бизгә йепиқ җәмийәтләрдә мәтбуат вастилирини көп хилаштурушниң муһимлиқини әсләтти. Дөләт мәҗлиси йәр шари тор әркинлик қанунини қанчә тез мақуллиса шунчә яхши."
Авам палата әзаси кристофер симит қатарлиқлар оттуриға қойған йәр шари тор әркинлик қануни сабиқ америка президенти җорҗи буш вә бәзи интернет техника ширкәтлириниң қарши турушиға учрап, әгәр бу қанун мақулланса, америкиниң сода мәнпәәти вә хитайға охшаш дөләтләр билән болған дипломатик мәнпәәтигә зиян салидиғанлиқини агаһландурған.
Yahoo Ширкити илгири хитай даирилиригә өктичи шаир ши тавниң учурини йәткүзүп, униң 10 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинишиға сәвәбчи болуш билән әйибләнгән иди.