Хитай әмәлдарлири қанунсиз 'тиқивалған' 1.5 Милярд доллар әнгә елинмиған пул байқалған
Мухбиримиз җүмә
2009.12.12
2009.12.12
Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, бу нөвәтлик һәрикәт җәрянида 22 миң чириклик делоси паш қилинған болуп, буларниң һәммисидә һөкүмәт әмәлдарлири җамаәткә тәвә пулни игиливалған әһвал көрүнгән.
Хәвәрдә нәқил қилинишичә, җүмә күни бу һәқтә ечилған бир йиғинда юқириқи мәсилиләрни ашкарилиған хитай чирикликкә қарши туруш ишханисиниң башлиқи хе гочаң чириклик мәсилиниң хитайниң юқири дәриҗилик дөләт аппаратлиридиму барлиқи, шуңа юқири дәриҗилик һөкүмәт аппаратлири өз қол астидики органларға мәсул болуши лазимлиқини илгири сүргән.
Хитайда һөкүмәт әмәлдарлириниң чекилик мәсилиси хитайдики әң чоң иҗтимаий мәсилиләрниң бири. Мутәхәссисләр буниң хитайниң дөләт түзүлмисидики мәсилә икәнлики, әгәр хитай дөләт түзүлмисини өзгәртмисә бу хилидики мәсиләрниң түзәлмәйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.