Уйғур елидики қатнаш назаритиниң наһийә дәриҗилик хитай әмәлдари парихорлуқ билән 10 йил кесилди

Уйғур елигә даир қанун учурлириға қариғанда, йеқинда үрүмчи сайбағ районлуқ сот мәһкимиси, уйғур аптоном районлуқ қатнаш назаритиниң, һоқоқидин пайдилинип 200 миң юән парә йигән наһийә дәриҗилик бир кадири үстидин сот ечип, униңға он йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилған.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.30

Җаң фамилилик бу парихор кадир бу йил 53 яшта болуп илгири у алтай вилайәтлик қатнаш башқуруш идарисиниң биринчи қол башлиқи болған, өткән йили 2 - айда қатнаш назаритигә наһийә дәриҗилик кадир сүпитидә йөткәп келингән икән.

Җаңниң парихорлуқ делосиға қариғанда, у 2005 - йили вә 2007 - йиллири җәмий 200 миң юән парә йигән. Сот униң бу җинайити үчүн 10 йиллиқ қамақ җазаси һөкүм қилғандин башқа 200 миң юән әтрапидики шәхси мүлкини мусадирә қилип, сиясий һоқоқидин бир йил мәһрум қилған.

Уйғур аптоном районлуқ қатнаш назарити уйғур елидики дөләтниң түр мәблиғи әң көп, тапавитиму юқири болған органниң бири болуп кәлмәктә. Қатнаш назаритиниң илгирики сабиқ уйғур назири аман һаҗи парихорлуқ җинайити билән қолға елинип җазаланған иди, әмма хитай һөкүмити һазирға қәдәр аман һаҗиниң вәзиписидин қалдурулуш сәвәбини, униң җинайитини һәм уни қандақ қануний җазаға буйриғанлиқини мәхпий тутмақта.

Аман һаҗи делосиниң уйғур елиниң юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлири билән четишлиқи барлиқи һәққидә инкаслар пәйда болған иди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.