Хитайда турушлуқ чәтәллик мухбирлар хитайниң мәтбуат әркинликини қоюветишини тәләп қилди

Бейҗиңдики "җуңгода турушлуқ чәтәллик мухбирлар тәшкилати" пәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитайни ахбарат әркинликини қоюветишкә чақирди.
Мухбиримиз ирадә
2009.08.06

Улар баянатида, хитайда олимпик мәзгилидә ахбаратқа болған қамал азрақ юмшитилған болсиму, әмма олимпик өтүп кәткәндин кейинла чәтәллик мухбирларни тәқип қилиш вә тәһдит қилиш вәқәлириниң йәнә артишқа башлиғанлиқини билдүргән.

Улар баянатида йәнә, "хитай һөкүмәт даирилири чәтәллик мухбирларнила әмәс, бәлки уларниң җоңго пуқраси болған ярдәмчилириниму паракәндә қилип, тәһдит селиватиду " дегән.

Б б с ниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, хитай даирилири чәтәл мухбирлириниң ярдәмчилирини чақиртип әкилип сораққа тартип, чәтәллик мухбирларниң немә тоғрилиқ хәвәр йезиватқанлиқини сүрүштүргән. Бәзи вақитларда мухбирлар сиртларда зиярәт елип бериватқанда, йәрлик һөкүмәт даирилириниң адәмлири уларни тәқип қилип, зиярәт җәрянини күзитип туридиған болуп, бу хил әһваллар чәтәл мухбирлирини вәһимигә салмақта икән.

Мәлум болушичә, йеқинда хитайда иқтисадқа аит хәвәрләрни язидиған чәтәллик мухбирлар "дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш" билән тәһдиткә учриған болуп, улар баяннамисида хитай һөкүмитиниң зади неминиң дөләт мәхпийәтлики болидиғанлиқи һәққидә ениқ чүшәнчә беришини тәләп қилған.

Мәркизи нюйоркта турушлуқ мухбирларни қоғдаш җәмийитиму бу йил 2 - айда доклат елан қилип, хитайниң ахбарат әркинлики мәсилисидә вәдисидә турмиғанлиқини, хитайниң учур - ахбаратқа болған қамални қоюп бериш әмәс, әксичә техиму күчәйтивәткәнликини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.