Д у қ хитайни ғулҗа вәқәсини бастурушқа қатнашқанларниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшкә чақирди
2013.02.06
6-Феврал елан қилинған баянатқа қариғанда, хитай бихәтәрлик қисимлири1997-йили 5-феврал уйғур намайишчиларни қанлиқ бастурған, бастурушта әң аз дегәндә 100 адәм өлгән, көплигән адәм яриланған.
Даириләр намайиштин кейин 4 миңға йеқин адәмни қолға алған вә 200 дин артуқ уйғурға өлүм җазаси бәргән.
Баянатта көрситишичә, вәқәни бесиқтуруш үчүн 40 миң әскәр чиқарған хитай һөкүмити һәрбий күч ишлитип вәқә һәққидики учурларни қамал қилған вә һазирғичә ашкарилимиған.
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим бу һәқтә тохтилип: ғулҗа қирғинчилиқиниң санақсиз уйғурниң һаяти вә аилисигичә вәйран қилиш характерлик тәсир көрсәткәнликини өз көзүм билән көргәнмән, деди.
Хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә адаләтсизликләрниң изчил рәвиштә давамлишиватқанлиқини көрсәткән рабийә қадир ханим йәнә мундақ деди: уларниң бу хилдики дәпсәндичиликләрни пәсәйтишигә үмидим зор әмәс. Ғулҗа қирғинчилиқидики соалларға техи һечқандақ җаваб берилмиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатиға қариғанда, ғулҗа вәқәси йүз берип аридин 16 йил өткән болсиму, хитай һөкүмити намайишчи уйғурларни етишқа буйруқ бәргән һөкүмәт әмәлдарлириниң җавабкарлиқини сүрүштүрмигән.