Хитай америкиниң тибәт мәсилисидики пикрини тәнқид қилди
2012.12.07
Америка ярдәмчи дөләт ишлар министири, қошумчә тибәт ишлири алаһидә әмәлдари мария отеро, чаршәнбә күни тибәттики өзини көйдүрүш вәқәлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, хитайдин тибәтләрниң “өз дәрд-әлимини әркин ипадилишигә” йол қоюшни тәләп қилған.
Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, 2009-йилдин буян 90 дин артуқ тибәт пуқраси өзини көйдүрүп, хитайниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүргән. Бу хил наразилиқ вәқәлири бу йил 11-айда җиддий көпәйгән.
Мария отеро чаршәнбә елан қилған баянатида йәнә, тибәттики “зораванлиқниң давамлишиватқанлиқидин чоңқур әндишә қиливатқанлиқи вә қайғуруватқанлиқи” ни билдүрүп: хитай даирилириниң тибәт тилини чәкләш, далай ламани қарилаш һәрикити вә өзини көйдүрүш вәқәлири вәзийәтни илгириләп өткүрләштүрүвәтти, дегән.
Бирақ хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей, җүмә күни америка тәрәпкә инкас қайтуруп, америка әмәлдариниң сөзини “җуңгониң ички ишлириға арилашқанлиқ”” дәп тәнқид қилған. У, җуңго тәрәпниң америкиға қаттиқ наразилиқ билдүридиғанлиқи вә дипломатик қаналлар арқилиқ пикир билдүридиғанлиқини тәкитлигән.
Лекин мария отеро баянатида йәнә, бейҗиңни далай лама билән һечқандақ алдинқи шәрт қошмай сөһбәт өткүзүшкә чақирған. Мухбирлар, дипломатлар вә башқа көзәткүчи хадимларниң тибәтләр районини зиярәт қилишиға йол қоюшни тәләп қилған.