Хитай яврупа бирликидин қорал имбаргосини бикар қилишни тәләп қилди
Мухбиримиз ирадә
2010.01.28
2010.01.28
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йеқинда испанийә ташқи ишлар министири мигуәл моратинос хитайға қоюлған қорал - ярақ имбаргосиға қайтидин қарап чиқишни халайдиғанлиқини билдүрүп:" мениң мәқситим, хитай билән болған диалогни күчәйтип, мәвҗут мәсилиләрни музакирә қилиш" дегән.
Ма җавшү мухбирларниң моратиносниң бу сөзигә қандақ қарайдиғанлиқи һәққидики сөзигә җаваб берип, "бизниң бу һәқтики көз қаришимиз очуқ вә қәтий. Биз яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал - ярақ имбаргосини шәртсиз вә тәлтөкүс бикар қилишини тәләп қилимиз, бу хитай билән яврупа бирлики мунасивәтлириниң сағлам тәрәққияти үчүнму пайдилиқ," дәп көрсәтти.
Хитайға қаритилған қорал - ярақ имбаргоси 1989 - йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулғандин кейин қоюлған болуп, хитай даирилири изчил һалда яврупа бирликидин бу имбаргони бикар қилишини тәләп қилип кәлмәктә.