Хитай, 'шинҗаңда 13 йилда 591 бөлгүнчилик, террорлуқ гуруһини тармар қилдуқ' дәп хәвәр тарқатти

Хитайниң шинхуа, сина қатарлиқ хәвәр торлири бүгүн мақалә елан қилип, "җамаәт хәвпсизлик даирилири, шинҗаңниң муқимлиқини ишқа ашуруш җәрянида 1990 - йилдин 2003 - йилғичә җәмий 591 бөлгүнчилик, террорлуқ гуруһини тармар қилип, муқимлиқ вәзийитиниң 10 йилға қәдәр давамлишишини ишқа ашурди" деди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.06.02

Хәвәрдә йәнә уйғур елидики муқимсизлиқниң уруқиға оғут болуватқан түпки амил қанунсиз диний паалийәт дәп көрсәткән һәмдә буниңға асасән хитай һөкүмитиниң 1996 - йилидин башлап уйғур елидә муқимлиқини ишқа ашуруш иситратегийисини бәлгиләп, зәрбә бериш нишанини миллий бөлгүнчилик һәмдә қанунсиз диний паалийәткә қаратқанлиқиниму шәрһилигән.

Хитай даирилири болупму "уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт, бир областни мәркәз қилған һалда муқимлиқ тәдбирлирини күчәйтип һәр кәнткичә сақчиханиларни қуруп бөлгүнчиликниң, муқимсизлиқ амиллириниң асасий қатламдин башлап баш көтүрүшигә қаттиқ зәрбә берип кәлмәктә" дейилгән.

Қәшқәр вилайити партком секритари җаң җиән" аз санлиқ милләт аммиси, үч хил күчләргә қарши урушидики мустәһкәм полат қорған"дәп тәсвирлигән.

Мәлум болғандәк қәшқәр вә куча қатарлиқ җайларда 2008 - йили авғустта бир қисим уйғурларниң һөкүмәт һәм хитай сақчилириға һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәргән иди, гәрчә хитай шу вәқәләрниң һәммисини террорлуқ вәқәси дәп, вәқәдә тутулған уйғурларға қаттиқ җаза қолланған болсиму, һалбуки хәлқара җәмийәт бу вәқәләрни хитайниң районда йүргүзгән бесим сияситидин пәйда болған өктичи һәрикәт дәп баһалиған иди.

Шундақла хитай һөкүмитиниң муқимлиқни қоғдаш, үч хил күчләргә зәрбә бериш баһанисидә уйғурларға қаратқан бастуруш сиясити хәлқаралиқ кишилик һоқуқ вә диний әркинликни қоғдаш тәшкилатлири тәрипидин бирдәк әйибләшкә учрап кәлмәктә.

Шундақла хәлқара җәмийәт һазирға қәдәр пәқәт аталмиш "түркистан ислам партийиси" дин башқа һәр қандақ гуруһ яки кишини "террор" катогорийисигә киргүзмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.