хоңкоң маарипиниң "дөләт тәрбийиси" һәққидики ихтилап давамлашмақта

хоңкоң маарипида йолға қоюлмақчи болған "дөләт тәрбийиси" намидики дәрслик хоңкоңдики демократийә вә бейҗиң тәрәпдари сиясий гуруппилар оттурисида ихтилап пәйда қилған.

бу сәвәбтин шәнбә күни хоңкоңда кәң көләмлик намайиш йүз берип, хитай мәркизи һөкүмитиниң хоңкоңлуқ яш-өсмүрләрниң меңисини юмақчи болуватқанлиқиға қарита қаршилиқ билдүрүлгән иди. бүгүн йәни дүшәнбә күни хоңкоң район башлиқи ляң җиңйиң дөләт тәрбийиси дәрсликигә қарши туруватқан ата-анилар билән мәзкур мәсилидә мәслиһәтлишиш тәклипини оттуриға қойған. у сөзидә йеңи дәрсликниң оқуғучиларниң мустәқил пикир қилиш, обйектип вә адил һөкүм қилиш иқтидариға кашила қилмайдиғанлиқини тәкитлигән.

намайишқа қатнашқан ата-аниларниң вәкиллири болса, мәзкур темида һөкүмәт билән артуқчә музакирә қилишни халимайдиғанлиқини, чүнки даириләрниң музакиригә селиш арқилиқ мәзкур дәрслик пиланини һәққанийлаштурмақчи болуватқанлиқини илгири сүргән.

мәлум болушичә, хоңкоңлуқ ата-анилар мәркизи һөкүмәт тәрипидин теңилған дөләт тәрбийиси дәрсликини хитай компартийисигә садақәтмәнликни йетиштүрүш тәрбийиси дәп қарашмақта вә буни әвладлириниң сағлам өсүп йетилиши үчүн зиянлиқ дәп қарашмақта.