Хоңкоң палата әзалири бейҗиңпәрәс башлқини әйиблимәкчи

Хоңкоң палата әзалири чаршәнбә күни бейҗиң һөкүмитиниң қоллишиға еришкән район башлиқини “башқуруш истили начар болуш” билән әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.09

Хоңкоңдики демократийини яқилиғучи палата әзалири нөвәттә хоңкоңниң башлиқи лияң җенйиңни әйибләйдиған бир қанун лайиһиси тонуштурған.

Қанун лайиһисидә лияң җенйиңниң хоңкоңлуқларни хата йолға башлап, һәшәмәтлик дачисини қанунсиз безигәнлики көрситилгән.

Әгәр мәзкур қанун лайиһиси мақулланса лияң җенйиң рәсмий әйиблинидикән.

Лияң бейҗиңниң қоллишиға еришкән вә бейҗиңпәрәс әмәлдарларниң бири болуп, у хоңкоңдики наразилиқ намайишлири вә наразилиқ пикирлириниң улғийишиға сәвәб болмақта иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.