Д у қ айропилан булаш җинайити артилип өлүм җазасиға һөкүм қилинған 3 уйғур үчүн наразилиқ баянати елан қилди

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит 11-декабир күни ғәрб ахбарат васитилиридә баянат елан қилип, хитай һөкүмити тәрипидин айропилан булаш җинайити билән әйиблинип, өлүм җазасиға һөкүм қилинған 3 нәпәр уйғур үчүн наразилиқ билдүрди.
Мухбиримиз меһрибан
2012.12.11

Дилшат ришит баянатида, хитай даирилириниң бу үч нәпәр уйғурға өлүм җазасидин ибарәт еғир җаза бериши хитайниң сиясий мәқситини ипадиләйдиғанлиқини билдүрүп, уйғурларниң хитайда әң қаттиқ бастурулушқа учраватқанлиқини оттуриға қойди.

Баянатчи дилшат ришит йәнә, өлүм җазасиға һөкүм қилинған үч нәпәр уйғурниң өз алдиға адвокат тәклип қилиш һәққи тартивелинип, хитай һөкүмити бәлгиләп бәргән адвокатларниң уларни ақлимиғанлиқини билдүрүп, сотниң адил ечилмиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.