Рабийә қадир ханим хотән вәқәсидә қолға елинғанларниң тәқдиридин әндишә қилмақта

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим хотәндики сақчиханиға һуҗум қилиш вәқәсидә ярилинип, қолға чүшкәнләрниң ақивитидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз ирадә
2011.07.26

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим фирансийә агентлиқиниң мухбириға бәргән баянатида, 18-июл хотән вәқәсидин яриланған һалда қолға чүшкән 70 кә йеқин уйғурниң һәрбий түрмә дохтурханисиға елип кетилгәнликини ейтқан. У мундақ дегән:
-Хитай даирилири уларниң һәммисини йиғип, һәрбий түрмә дохтурханисиға әпкәткән. Бу йәрдә шуниси ениқки, һәрбий түрмә дохтурханисиға елип кетилгән һечқандақ бир уйғурниң сақ қайтип чиққини йоқ.

Рабийә қадир ханим хитайдики бу хил һәрбий түрмә дохтурханилирида җинайәтчиләрниң сәвәбсизла өлүп қелиш вәқәлириниң хитайдики ички орган әткәсчилики билән мунасивәтлик болуши мумкинликини ейтқан.

Хотән навағ сақчиханисида йүз бәргән вәқәдә, хитай даирилири 18 кишиниң өлгәнликини елан қилған иди. Әмма рабийә қадир ханим хитай сақчилири тәрипидин етип өлтүрүлгән уйғурларниң саниниң техиму көп болуши мумкинликини билдүргән. У, хитай даирилириниң һәр қетимлиқ вәқәдә ғәрбниң томурини тутидиғанлиқини, әгәр улардин күчлүк инкас кәлмигән тәқдирдә, техиму һәддидин ешип кетидиғанлиқини әскәртип, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири вә демократик дөләтләрни вәқәгә диққәт қилишқа чақирған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.