Хотәндики вәқә шәһәрдики хитай содигәрләрниң тиҗаритигә еғир тәсир көрсәтти
2011.07.25
Вәзийәттики әнсизчилик сәвәбидин, йеқинқи бир һәптә ичидә хотән шәһиригә келидиған хитай вә чәтәллик саяһәтчиләрниңму санида төвәнләш болған. Хотәнниң қаштеши базиридики чү фамилилик бир хитай содигәр, әслидә өзиниң һәркүни 150 миң йүәнлик сода қилидиғанлиқини, бир һәптидин бери күнлүк содисиниң 2 миң йүәнгә чүшүп қалғанлиқини ейтқан.
Йәнә бир нәпәр хитай тиҗарәтчиниң мухбирға билдүрүшичә, вәқә йүз бәргәндин кейин униң юртидики уруқ-туғқанлири көп қетим телефон қелип, уни хотәндин қайтип келишкә дәвәт қилған. Йәнә бир нәпәр хитай аял хотәндә һәқиқитән яхши пул тепиватқанлиқини, әмма шәһәрдики әнсизчилик сәвәбидин бу пулдинму ваз кечишни ойлаватқанлиқини баян қилған.
Җәнубий җуңго сәһәр гезитиниң мухбири, қаштеши базиридики хитай дуканлириниң йеримидин көпрәкиниң мушу һәптә ахирида ечилмиғанлиқини көргән. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, мухбир йәнә хотән шәһәр ичидики хәлқ мәйдани вә чоң базарда шәнбә вә йәкшәнбә күнлири хитай пуқралирини учратмиған.