Түрмидики уйғур христиан мурити аилиси қериндишини һәр айда бир қетим йоқлаш имканийитидин мәһрум қалдурулди

Түрмидики уйғур христиан мурити алимҗан һимит аилиси қериндишини һәр айда бир қетим йоқлаш имканийитидин мәһрум қалдурулуп, йоқлаш муддити һәр 3 айда бир қетимға өзгәртилди.
Мухбиримиз җүмә
2013.01.23

Игилигән мәлуматларға қариғанда, алимҗанниң аяли 3 һәптә илгири ерини йоқлаш үчүн түрмигә барғанда рәт қилинған. Даириләр униңға йеңи тузум бойичә ерини пәқәт уч айда бир қетим йоқлиялайдиғанлиқи, көрүшүш вақтиниң 10 минут болидиғанлиқини билдүргән.

Алимҗанниң адвокати радиомизға, адәттики әһвал астида көрүшүшниң һәр айда бир қетим болидиғанлиқи, аталмиш “3 айда бир қетим йоқлаш” бәлгилимисиниң қанунсиз икәнликини билдүрди.

Алимҗан 3 йил аввал “дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити” билән 15-йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған. У нөвәттә үрүмчидики 3-түрмидә җаза муддитини өтимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.