Ху җинтав хоңкоң зияритидә хәлқниң кәң көләмлик наразилиқ намайишиға дуч келиши мумкин

Хитай дөләт рәиси ху җинтав җүмә күни хоңкоңға йетип кәлгән болуп, у хоңкоң қайтурувелинғанлиқиниң 15 йиллиқи вә хоңкоң валиси лияң җеңйиңниң қәсәм бериш мурасимиға қатнишиду.
Мухбиримиз әркин
2012.06.29

Бирақ ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хоңкоң хәлқи 1‏-июл йәкшәнбә күни парихорлуқ, кишилик һоқуқ вә иқтисадий кирим пәрқиниң чоңийип кетиши қатарлиқ мәсилиләргә наразилиқ билдүрүп, кәң көләмлик наразилиқ намайиши өткүзидикән.

Хәвәрләрдә, намайишниң хоңкоңда парламент сайлими елип бериш, хоңкоң рәһбирини сайлам арқилиқ сайлаш, ахбарат әркинлики, парихорлуққа қарши туруш қатарлиқ тәләпләрни оттуриға қоюпла қалмай, хитай чоң қуруқлуқидики кишилик һоқуқ вә өктичи затларға қаритилған паракәндичилик қилмишлириға наразилиқ билдүридиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Бейҗиңниң хоңкоңдики сайламға тәсир көрситип, ляң җиңйиңниң сайлинишиға түрткә болғанлиқи наразилиқ қозғиған иди. 6-Айниң башлири нәччә миң хоңкоңлуқ намайиш қилип, хитай әмгәк һоқуқи паалийәтчиси ли ваңяңниң өлүш сәвәбини тәкшүрүшни тәләп қилған. Ли ваңяң 20 йил түрмидә йетип, өткән йили қоюп берилгәндин кейин, йеқинда униң өзини есип өлүвалғанлиқи елан қилинған. Бирақ хунәнлик мәзкур кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң өлүми хоңкоңлуқларниң гуманини қозғиған иди.

Хитай һөкүмити 2047-йилға қәдәр хоңкоңниң алий аптономийилик һоқуқи вә ғәрб демократийә истилидики турмуш усулиға арилашмаслиққа, 2017‏-йили хоңкоң валисини сайлам арқилиқ сайлашқа, 2020-йили парламент сайлими елип беришқа вәдә қилған болсиму, бирақ һазирға қәдәр һечқандақ конкрет пилан оттуриға қоюп бақмиған. Бу нурғун хоңкоңлуқларни биарам қилип, уларниң наразилиқини қозғиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.