Ху җинтав 'хитай - америка мунасивәтлириниң яхшиланғанлиқини көрүшни халаймән' дәп җакарлиди
Мухбиримиз вәли
2010.09.08
2010.09.08
Америкиниң алаһидә әлчилириниң хитайни бу қетимқидәк тосаттин зиярәт қилиши адәттә аз учрайдиған вәқә иди. Ху җинтав адәттә бундақ дәриҗидики чәтәл әмәлдарлири билән көрүшмәйтти.
Хәвәрдә әскәртилишичә, бир нәччә айдин буян америка билән хитай оттурисида содидики тәңпуңлуқ бузулғанлиқи, хитай хәлқ пулиниң обороттики қиммитини техичә контрол қилип туруватқанлиқи, америкиниң тәйвәнгә қорал сетиши қатарлиқ мәсилиләр түпәйлидин, америка -хитай оттурисида пүтүн йәр шари характерлик йириклишиш пәйда болған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси түнүгүнму 'хитай әмди хәлқ пулиниң обороттики қиммити һәққидә америкиниң һәр қандақ бесимни қобул қилмайду' дәп җакарлиған иди.
Тәһлилчиләр, америка -хитай оттурисида йүз бериш еһтимали болған бир қетимлиқ урушни тәсәввур қилишқа башлиған, һазир бундақ әһвал астида, америка -хитай мунасивити үстидә ойлиниш һәр қандақ вақиттикидин муһим болуп қалған иди.