Уйғурлар ху җинтав франсийини зиярәт қилғанда намайиш қилмақчи

Дуня уйғур қурултейиниң баян қилишичә, франсийидики уйғурлар 11‏ - айниң 4 ‏- күни ху җинтав франсийигә кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң йиллардин буян кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқанлиқиға қаршилиқ билдүрүп намайиш қилиду.
Мухбиримиз вәли
2010.11.03
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу намайишни дуня уйғур қурултейиниң франсийә комитети билән фалунгоңчилар вә хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири бирликтә пиланлиди.

Хәвәрдә ейтилишичә, бу тинч намайишта уйғурлар, фалунгоңчилар вә хитай кишилик һоқуқ паалийәтчилири париж шәһиридә, парвистин хитайниң баш әлчиханисиғичә марш ейтип маңиду.

Дуня уйғур қурултийи франсийидин ибарәт бу мәдәнийәтлик дөләтниң президенти саркозиға, бу қетим ху җинтав франсийигә кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң йиллардин буян уйғурларға явузлуқ билән муамилә қилип келиватқанлиқини йүзму -йүз оттуриға қоюшни тапилиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.