Японийә хәлқи һөкүмәтниң хәлқини апәттин қутқузуш җәһәттики иқтидарсизлиқидин нарази
Мухбиримиз вәли
2011.04.18
2011.04.18
Япон хәлқи алди билән учурларниң, болупму йәр тәврәш-деңиз тешиш апитигә дуч кәлгән хәлқ үчүн апәттин қандақ қутулушниң йоллири һәққидики учурларниң кәмчил болғанлиқидин нарази икән.
Гәрчә хәлқ һазир вәтәнни қайтидин қуруш үчүн баҗни өрлитиш чариси қоллинишқа рази болсиму, әмма һөкүмәтниң вәтәнни қайтидин қуруш һәққидики илмий тәдбирләрни дәрһал оттуриға қоялмайватқанлиқидин йәнила нарази икән.
Хәвәрдә ейтилишичә, наотокан һөкүмити һазир японийә хәлқниң наразилиқини қозғиғанлиқини һес қилди. У һазир бундақ бесим астида истепа беришкә йүзләнмәктә.