Японийә хитай белиқчилар кемисиниң капитанини қоюп бәрмәкчи болди, лекин хитай 4 нәпәр японийилик саяһәтчини тутқун қилди

Японийә тәптиш даирилири җүмә күни алдинқи һәптә японийә деңиз тәвәликигә қанунсиз киргәнлик сәвәбидин тутқун қилинған хитай белиқчилар кемисиниң капитанини қоюп беришни қарар қилғанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз әркин
2010.09.24

Бу вәқә хитай - японийә мунасивитидә җиддийлик пәйда қилип, хитай японийә билән болған министир дәриҗиликләр учришишини тоңлатқан. Вен җябав пәйшәнбә күни нюйорк шәһиридә мухбирларға сөһбәт елан қилип, японийигә тәһдит салған иди.

Көзәткүчиләр хитай капитаниниң қоюп берилиши оттуридики җиддийчиликни пәсәйтиш ролини ойнишидин үмид күтүватқан бир пәйттә хитай тәрәп, 4 нәпәр японийилик саяһәтчиниң шиҗяҗуаңдики бир һәрбий әслиһәни сүрәткә алғанлиқ сәвәбидин тутқун қилинғанлиқини елан қилди.

Японийилик саяһәтчиләрниң тутқун қилиниш вәқәси японийә тәптиш даирилири хитай белиқчилар кемиси капитаниниң қоюп берилидиғанлиқини елан қилиштин сәл бурун йүз бәргән.

Шинхуа агентлиқи японийилик саяһәтчиләрниң шиҗяҗуаңдики чәкләнгән бир һәрбий даиригә рухсәтсиз кирип, сүрәткә алғанлиқ сәвәбидин хитай дөләт бихәтәрлик даирилири тәрипидин тутуп қелинғанлиқини илгири сүргән.

Лекин, бирләшмә агентлиқиниң әскәртишичә, японийилик саяһәтчиләр бу районға 2‏ - дуня урушида японийә армийиси қалдуруп кәткән химийилик қоралларни тәкшүрүш үчүн киргәнликини илгири сүргән.

Хитайда тутулған бу японийиликләр фуҗита намлиқ қурулуш вә шәһәр тәрәққият ширкитиниң хадимлири болуп, мәзкур ширкәт "уларниң тезрәк қоюп берилишини үмид қилидиғанлиқи"ни билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.