Японийә даирилири арал мәсилисидә хитай һөкүмитигә етираз билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2010.10.25
2010.10.25
Японийиниң юқири дәриҗилик һөкүмәт баянатчиси йошито сенкаку дүшәнбә күни бу һәқтә баянат берип мундақ дегән: "түнүгүн кәч саәт 9 әтрапида деңиз қоғдиғучилиримиз бу кемиләрни байқиған. Кейин, бу хитай кемилири бу йәрдин айрилип, шималға бурулуп хитайға қарап йүрүп кәткән."
Японийә хитай арисида талаш - тартиш қилиниватқан мәзкур арал, шәрқий хитай деңизиға җайлашқан болуп, японийә сенкаку, хитай дявйү арили дәп атайду.
Мәзкур арал мәсилисидики талаш - тартиш бу йил сентәбирдә, японийә даирилири сенкакуға йеқинлашқан хитай белиқчи кемисиниң капитанини қолға елип, 17 күн тутуп турғандин кейин техиму җиддийләшкән иди.
Өткән һәптә ахири хитайниң сичүән өлкиси деяң шәһири вә гәнсу өлкиси ләнҗу шәһиридә японийигә қарши намайиш елип берилған.
Шәнбә күни японийиниң такаматсу шәһиридә хитайға қарши намайиш елип берилған. Намайишқа 300 әтрапида адәм қатнашқан.
Мәлум болушичә, мәзкур арал мәсилисидики ихтилаплар түпәйли японийә - хитай мунасивәтлири йеқинқи йиллардин буянқи әң төвән чәккә чүшүп қалған.