Японийә ташқи ишлар министири накасоне бүгүн хитайни зиярәт қилди

Японийә ташқи ишлар министири хирофуни накасоне бүгүн хитайни зиярәт қилди. Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, накасоне бу қетим хитай билән бурун түзгән һәмкарлишип енергийә ечиш келишимини иҗра қилиш һәққидә сөһбәт өткүзүш үчүн кәлгән.
Мухбиримиз вәли
2009.02.28

Накасонениң бу қетимқи хитай зиярити дәл японийә - хитай мунасивәтлиридә җиддийлик пәйда болған мурәккәп вәзийәткә тоғра кәлди. Өткән йили язда, японийә билән хитай шәрқий деңиздики тәбии газ байлиқлирини ортақ ечиш тоғрисида келишим түзгәндин кейин, бу икки дөләтниң мунасивити яхшилинишқа башлиған иди.

Әмма йеқинда , японийә баш министири таро асо сәнкаку арилиниң игилик һоқуқи америка - японийә бихәтәрлик келишими буйичә қоғдилидиғанлиқини җакарлиғандин кейин, хитай буниңға қаттиқ наразилиқ билдүрүп, хитайниң бу аралға игилик һоқуқи барлиқини қайтидин җакарлиған иди. Униңдин кейин тәйвәнму хитайға вә японийигә қариму - қарши һалда баянат елан қилип, тәйвәнниң бу аралға болған игилик һоқуқини җакарлиди.

Хәвәрдә ейтилишичә, накасоне бүгүн хитайниң ташқи ишлар министири яң җечи билән көрүшкән, у әтә вен җабав билән көрүшидикән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.