Японийиниң йеңи ташқи ишлар министири хитайға қаттиқ қол болидиғанлиқиниң бишаритини бәрди

Японийә демократлар партийисиниң оң қанат консерватип сиясәтчилиридин сабиқ қатнаш министири сейҗи мехара җүмә күндин башлап сабиқ японийә ташқи ишлар министири окаданиң вәзиписини өткүзүвелип, японийиниң ташқи ишлар министирлиқ орниға олтурди.
Мухбиримиз әркин
2010.09.17

Мехара японийә - хитай мунасивити шәрқий деңиздики бәзи тақим аралларниң игилик һоқуқни талишиш йүзисидин җиддийләшкән мәзгилдә бу в вәзипини тапшурувалған болуп, у земин игилик һоқуқ мәсилисидә хитайға қаттиқ қол болидиғанлиқиниң бишаритини бәргән.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң әскәртишичә, мехара вәзипигә олтуруштин сәл бурун японийиниң ишигаки тақим арилидики деңиз саһили қоғдаш қисимлирини көздин кәчүрүп, " қандақ болушидин қәтий нәзәр, шәрқий җуңго деңизида территорийилик мәсилә мәвҗут әмәс. Биз японийиниң земин пүтүнлүк мәсилисидә үзүл - кесил вә қәтий позитсийидә турушимиз керәк" дегән.

Японийә деңиз саһилини қоғдаш қисимлириниң йеқинда хитай белиқчилар кемисини тутуп қелиши, хитай һөкүмитиниң наразилиқини қозғапла қалмай, хитай пуқралирида японийигә қарши өчмәнлик қозғиған иди.

Бу вәқә 18" сентәбир вәқәси"ниң 69 йиллиқ хатирә күни һарписиға тоғра кәлгәнликтин хитайдики бәзи милләтчи аммиви гуруһлар вә оқуғучилар тәшкилатлири шәнбә күни бейҗиңда японийигә қарши намайиш уюштурушни пиланлиған. Мәтбуат хәвәрлиридә ашкарилишичә, хитай һөкүмити японийигә қарши намайишқа дәсләптә сүкүт қилған болсиму, лекин җүмә күндин башлап, даириләр оқуғучилардин намайиш қилмаслиқни, муқимлиқни сақлашни тәләп қилған.
 
Японийә җүмә күни хитай даирилириниң японийә - хитай арисида талаш - тартиштики шәрқий деңиз райониға газ қезиш әслиһәлирини йоллиғанлиқини әйиблиди.

Японийә һөкүмити хитай тәрәпниң һәрикитини икки дөләт арисидики әң еғир дипломатик ихтилап, дегән.


 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.