Японийә хитайдин әпу соримайду

Японийә баш вәзири наока кан сенкако арили тәвәсидә хитай парахот хадимлирини тутқун қилиш мәсилисидә хитайдин әпу соримайдиғанлиқини билдүргән болуп, буниңдин илгири хитай тәрәп японийә һөкүмитидин бу мәсилидә хитайдин әпу сориши һәмдә төләм төлүшини тәләп қилған иди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.09.26

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә баш вәзири "сенкако арили японийиниң земини, бу мәсилидә әпу сораш вә төләм төләш мәсилисини ойлашмаймиз, мән бу һәқтә пүтүнләй инкас қайтуруш нийитидә әмәс" дәп тәкитлигән.

25 - Сентәбир күни хитай ташқи ишлар министирлики сенкако арили мәсилисидә қаттиқ инкас билдүрүп, сенкако арилиниң җуңгониң земини икәнлики, шуңа японийиниң төләм төлиши вә бу қилмиши үчүн җуңгодин әпу сориши лазимлиқини тәләп қилған.

Японийә баш вәзириниң җаваби йеқиндин буян японийә билән хитай арисида күчәйгән арал мәсилисигә аит тоқунушта японийә тәрәпниң әң алий рәһбириниң тунҗи қетим күчлүк инкас қайтуруши болуп һесаблинидикән.
 
Японийә ташқи ишлар министирлиқиму бу мәсилини тәкитләп, японийиниң хитай парахотлирини тосушидики мәсилиләрни өзлириниң қануни бойичә бир тәрәп қилғанлиқи, шуңа хитайниң бу мәсилидики әпу сораш вә яки төләм төләш тәлипини қобул қилмайдиғанлиқи тәкрарлиған.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.