Миңлиған японийилик токйо шәһиридә хитайға қарши намайиш қилди
Мухбиримиз җүмә
2010.11.06
2010.11.06
Хәвәрләргә қариғанда, намайишчилар японийә империйисиниң байрақлирини көтүрүвалған болуп, улар шәнбә күни токйодики бир үсти очуқ тиятирханиға йиғилип японийә дөләт маршини оқуған.
Намайишчилар йәнә, "хитайниң асиядики муштумзорлуқини әйибләймиз" дегәндәк пилакатларни көтүрүшкән икән.
Мәлум болушичә, хитай белиқчи кемисиниң японийә деңиз қоғдиғучилириниң кемисигә соқулған лентини һөкүмәт даирилири аммиға ашкарилаштин еһтият қилған. Һалбуки лента башқилар тәрипидин "ютуб" филим торида ашкариланған.
Филимдики көрүнүштин мәлум болушичә, хитай белиқчи кемиси японийә деңиз қоғдиғучилириниң агаһландурушиға пәрва қилмай, кемини тиз сүрәттә һәйдәп келип, японийә қоғдиғучи кемисигә қаттиқ урған.
Хитай даирилири илгири буни рәт қилған иди.
Франсийә агентлиқида нәқил қилишичә, 30 яшлиқ масуми йокуни ханим "филимни көргәндин кейин, мән буни бир террорлуқ һәрикити дәп чүшәндим. Биз территорийимизгә чаң салмақчи болған һәрқандақ биригә қарши һәрикәт қилишимиз керәк" дегән.
Бу қетимқи сенкаку маҗираси, японийә - хитай мунасивәтлирини еғир дәриҗидә йирикләштүргән иди.