Америка деңиз армийиси японийидики зәхимигә учриған ядро електр истансисиға сап су йәткүзди

Америка деңиз армийиси шәнбә күни японийиниң шималидики зәхимигә учриған ядро електр истансисиниң совутуш мәшғулати үчүн сап су йәткүзди.
Мухбиримиз җүмә
2011.03.26

Америка дөләтлик аммиви радио қанилиниң хәвәр қилишичә, мәзкур сап су ядро реакторини совутушқа ишлитилидикән.

Илгирики совутуш мәшғулатиға  деңиз сүйи ишлитилгән. Деңиз сүйидики юқири туз тәркиби реактор әслиһәлиригә зиян елип келиши мумкин, дегән әндишә түпәйли реакторға деңиз сүйи чечиш тохтитилған.

Нөвәттә ишчилар ядро електр истансисидики барлиқ булғанған суни бир тәрәп қилишқа тутунған.

11- Март японийиниң фукушима районида йүз бәргән еғир йәр тәврәш вә деңиз ташқини апити, мәзкур шәһәргә җайлашқан фукушима даи ичи ядро електр истансида радиатсийилиниш вә совутуш системисида кашила пайда қилған иди.

Нөвәттә истансиниң совутуш системисиға ток улинип совутуш мәшғулати елип бериливатқан болсиму, завут әтрапидики радиатсийилиниш йәнила бесиқмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.