Японийә “ли чүнгуаң вәқәси” мунасивити билән хитайға рәсмий наразилиқ билдүргән
2012.06.01
Японийә аманлиқ органлири хитайниң токйода турушлуқ әлчиханисиниң 1-дәриҗилик катипи ли чүнгуаңни җасуслуқ қилиш билән әйиблигәндин кейин, японийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң токйода турушлуқ әлчиханисидин ли чүнгуаңниң сақчи органлириға өзини мәлум қилишини тәләп қилған. Бирақ у өзини мәлум қилиш орниға хитайға қайтип кәткән.
Униң хитайға әлчихана даирилириниң орунлаштуруши билән яки өзлүкидин қайтип кәткәнлики мәлум әмәс. Токйо сақчи мәһкимиси пәйшәнбә күни ли чүнгуаңни рәсмий токйо тәптиш мәһкимисигә шикайәт қилип, униң дипломатлиқ салаһийитини йошурғанлиқи, сахта адрес вә кинишка ишлитип, японийә қанунлириға хилаплиқ қилғанлиқи, японийиниң мәхпий һөҗҗәтлирини қолға чүшүрүп, җасуслуқ қилғанлиқини илгири сүргән. Бирақ хитай һөкүмити ли чүнгуаңниң җасуслуқ билән шуғулланғанлиқини рәт қилған иди.
Японийә йеза игилик министирлиқиниң бәзи юқири дәриҗилик әмәлдарлири ли чүнгуаңға бәзи мәхпий һөҗҗәтләрни ашкарилап қоюш билән тәнқид қилинған. Ли чүнгуаң вәқәси японийидә җасуслуққа қарши туруш қануни вә мәхпийәтлик қануни һәққидә талаш-тартиш қозғиған.