Японийә сода министири хитайни японийигә сийрәк минералларни експорт қилишини давамлаштурушқа қистайдиғанлиқини билдүрди
Франсийә агентлиқида нәқил көрситишичә, хитай даирилири японийигә сийрәк минералларни сетишни тохтатқанлиқини илгири сүргәндин кейин, японийә иқтисад, сода - санаәт министирлиқи японийидики маддиларни пишшиқлап ишләш вә сетиш содиси билән шуғуллинидиған 152 ширкәт устидин тәкшүрүш елип барған.
Буларниң ичидә 35 ширкәт хитайдин сийрәк минералларни импорт қилишниң дәхлигә учриғанлиқини дәлиллигән.
Японийә даирилири японийә деңиз тәвәликигә үсүп киргән хитай белиқчи кемисини тосуп, капитанини қолға алғандин кейин, хитай мунасивәтлик тармақлириниң японийигә сийрәк минералларни експорт қилишини тохтатқанлиқи илгири сүрүлгән.
Хитай даирилири буниң өч елиш характеридики һәрикәт икәнликини рәт қилған.
Японийә сода министири акиһиро оһата "хитай һөкүмити рәсмий баянатида бундақ буйруқ чүшүрмигәнликини илгири сүрди. Әмма, әмәлийәттә буниң растлиқини биз елип барған тәкшүрүш нәтиҗиси испатлап турупту" дегән.
У, хитайға хитаб қилип, "һөкүмитимиз хитайниң бу әһвални оңшашни кәскин тәләп қилиду" дегән.
Сенкаку арилиниң игилик һоқуқ мәсилиси хитай - японийә арисида йәнила талаш-тартиш қилинмақта.