Хитай японийилик'уйғуршунас' мизутани наокони чегрисидин киргүзмиди
Мухбиримиз миһрибан
2010.03.01
2010.03.01
Японийиниң "күндилик хәвәрләр" гезитиниң түнүгүнки хәвиридә ашкарилинишичә, японийилик уйғуршунас мизутани наоко 27 - феврал күни бейҗиң айродроминиң таможнисида, хитайға кириштин чәклинип қайтуруветилгән икән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, мизутани наоко 1966 - йили туғулған болуп, у хитай тилиға пишшиқ икән. Униң йеқинқи заман хитай тарихи тәтқиқати нәтиҗисиму көзгә көрүнәрлик болуп, йеқинқи заман тарихидики японийә - хитай мунасивитигә даир бир қанчә китаби бар икән. Йеқинқи бир нәччә йилдин буян у чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур актиплири һәққидики тәтқиқатини күчәйткән болуп, униң "хитай һөкүмити тәрипидин қоғланған уйғурлар" намлиқ китабида чәтәлләрдә хитай һөкүмитигә қарши паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң әһвали йезилған икән. У бултур "5 - июл вәқәси"дин кейин, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң японийигә келишидә кепил болған икән.
Исмини ашкарилашни халимиған бир японийилик мутәхәссисиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити хитайниң һазирқи сиясий түзүлмисини тәнқидлигүчиләр һәм хитайниң земин пүтүнлүкигә тәһдит характеридики әсәрләрни елан қилғучиларни яқтурмайдиған болуп, өткән йили японийилик йәнә бир мутәхәссисму өзиниң хитайни кәлгүсидә 7 парчиға бөлүп идарә қилиш тәшәббуси оттуриға қоюлған әсири сәвәблик хитайға кириштин чәкләнгән икән.