Тонулған уйғур пәлсәпә тәтқиқатчиси ярмуһәммәд таһир туғлуқ вапат болди

Уйғур елидики көзгә көрүнгән, уйғур пәлсәпә тәтқиқатчиси ярмуһәммәд таһир туғлуқ 6-айниң10-күни кесәл сәвәбидин үрүмчи шәһиридики дохтурханида вапат болған.
Мухбиримиз ирадә
2012.06.12

Мәрһумниң вапати униң уйғур елиниң ичи вә сиртидики барлиқ ихласмәнлирини матәмгә чөмдүрди.

Яр муһәммәт таһир туғлуқ 1958-йили 12-айниң 23-күни атушниң шоруқ кәнтидә туғулған болуп, у 1983-йили шинҗаң университети әдәбият факултетини пүттүргәндин кейин қәшқәр педагогика институтида оқутқучилиқ қилған. 1997-Йили у мәлум сәвәбләр түпәйлидин хизмәттин истепа берип, өз алдиға иҗадийәт билән шуғуллинишқа башлиған.

Мәрһум мәрһум ярмуһәммәд таһир туғлуқ “қутадғубилик” тәтқиқати, уйғур классик әдәбият тәтқиқати, мәдәнийәт тәтқиқати вә педагогикиға аит темиларда нурғун мақалиләрни, “оғлум, алдиңға қара”, “һаят вә мувәппәқийәт”, “қаидә йосунлиримиз” намлиқ тәрбийиви әһмийәткә игә қиммәтлик әсәрләрни йезип, җамаәтчиликкә тонулуп, әлниң һөрмитигә сазавәр болған.

Мәзкур әдиб вә пәлсәпә тәтқиқатчисиниң өлүми һәққидики тор бәтләрдә елан қилинған инкаслардин мәлум болушичә, униңға бултур җигәр раки дәп диагноз қоюлғандин кейин, униң әһвалидин хәвәр тапқан бәзи йеқин кишилири вә шинҗаң университети вә башқа алий мәктәпләрдики бәзи оқутқучилар униңға җәмийәттин вә алий мәктәпләрдин ианә йиғиш арқилиқ бу пулға өзини давалитиш тәклипини бәргән. Лекин, ярмуһәммәд әпәнди башқиларниң ианә пулиға давалинишни тоғра тапмай, бу ишқа қәтий қошулмиған. Шуниң билән әдибниң ихласмәнлири болған бир қисим алий мәктәп оқуғучилири пидаий болуп тәшкиллинип, язғучиниң әсәрлирини заказ қобул қилип сетип, униңдин йиғилған пуллар арқилиқ униң давалинишиға ярдәм бериш паалийитини башлиған.

Кейин үрүмчидики һәрқайси алий мәктәпләргә йейилған бу паалийәт юқиридин кәлгән буйруқ билән тохтитип қоюлған. Бәзи инкасларда йәнә, мәлум бир университет бу китаб сетиш паалийитини башлиған мәлум оқуғучиларни тәнқидләп, уларға тәкшүрүшнамә йезишқа буйрулғанлиқи мәлум қилинған.

Ярдмуһәммәд таһирниң “қутадғубилик” тәтқиқати саһәсидә қолға кәлтүргән нәтиҗилири вә униң иҗтимаий-әхлақий мәсилиләргә беғишлиған әсәрлири, җүмлидин униң уйғур миллий роһи, тили вә мәдәнийитини тәрәққий қилдуруш қарашлири уйғур зиялийлири вә җамаитиниң юқири һөрмитигә еришкән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.