Явро-асия йәрмәнкиси үрүмчидики ғайиблар аилә-тавабиатлириға биарамчилиқ елип кәлди

Явро-асия йәрмәнкиси башланғандин буян, үрүмчидики ғайиблар аилә-тавабиатлириға қарита назарәт пәвқуладдә күчләндүрүлгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.03

Ғайиблардин абдуреһим сидиқниң аяли айшә, мухтәр мәхәтниң аяли туқиз вә йүсүп турғунниң аниси қурбангүлләрниң радиомизға ашкарилишичә, 2-сентәбирдин башлап, уларниң босуғисиға 5 нәпәрдин назарәтчи қоюлған вә бу назарәтчиләр уларни күндә 3 қетим нөвәт алмишип 24 саәт назарәт қилған. Назарәтчиләр мәзкур аилә әзалирини һәрқандақ йәргә, һәтта магизинға берип сода қилишқа өз алдиға беришиға йол қоймиған; назарәтчиләр уларни һәрқандақ йәргә аптомобил билән елип барған вә уларниң иши түгигичә назарәтчиләр сиртта күтүп турған.

Мәзкур аилиләргә худди җинайәт гумандариға охшаш муамилә қилиниши, уларниң нормал турмуш вә роһий кәйпиятиға еғир тәсир йәткүзгән. Аилиләр бу хил тәқиб қилинишқа наразилиқ билдүргән. Бәзи назарәтчиләр дөләт бихәтәрликидин сөз ечип тәһдит салса, йәнә бәзилири өзлириниң чарисиз вәзипә иҗра қиливатқанлиқини билдүргән.

Хитай даирилири, явро-асия йәрмәнкиси һарписида үрүмчидики көчмә нопустики уйғурларға қарита тазилаш елип берип, хәтәрлик дәп қаралған бир қисим уйғурларни үрүмчидин һәйдигән яки қисқа вақит ичидә айрилишқа буйруған иди. Үрүмчидин һәйдәшкә қаттиқ мәҗбурланғанлар 5-июлдин кейинки ғайиблар аилә-тавабиатлири болуп, бу әһвалдин, хитай даирилириниң ғайиблар мәсилисиниң явро-асия йәрмәнкисигә кәлгән чәтәллик меһманларниң диққитини тартип қелишидин қаттиқ әнсирәватқанлиқи мәлум болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.