Явропа бирлики хитайни хәлқ пулиниң алмаштуруш қиммитини өстүрүшкә қистиди

Явропа бирлики хитайни хәлқ пулиниң обороттики қиммитини өстүрүшкә қистиди, әмма хитай баш министири вен бу һәқтә ипадә билдүрмиди.
Мухбиримиз җумә
2010.10.05

Явропа бирлики малийә министири җеан клавде җункер, нөвәттә явропада зиярәттә болуватқан хитай баш министири билән көрүшкән вә көрүшүштин кейин, чақирилған ахбарат елан қилиш йиғинда "хитай пулиниң һәқиқий алмаштуруш қиммити йәнила базар нәрхидин төвән турмақта" дегән.

Клавде җункер йәнә, явропа бирликидики әлләрниң хитайдин "өз пулиниң алмаштуруш қиммитини тәртиплик вә омумйүзлүк өстүрүш"ни тәләп қилғанлиқини билдүргән.

Клавде җункер ахирида, хитай баш министири вен җябавниң бу һәқтики мәйдани үстидә тохтилип "хитай даирилири бизниң қарашлиримизға қошулмайду" дегән.

Хитай хәлқ пулиниң алмаштуруш қиммити мәсилиси явропа әллири вә америка даирилириниң бешини қатуруватқан мәсилиләрниң бири. Откән һәптә америка дөләт мәҗлиси хитайни пул қиммитини тәңшәшкә қистайдиған бир қанун лайиһисини тонуштурған иди.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай өз пулиниң оборот қиммитини төвән тутуш арқилиқ, ғәрб әллиридә адаләтсиз сода муһити шәкилләндүргән вә нурғун чәтәл ширкәтлириниң зиян тартишиға сәвәб болған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.