Казафий йәлтапан бомбисини чиқарди

Франсийә агентлиқиниң бенғазидин, ройтерс агентлиқиниң брюсселдин хәвәр қилишичә, казафий қисимлири 8‏-айниң 14-күни, казафийниң юрти сиртә шәһәрчисигә йеқин җайдики бир һәрбий базидин, ливийә қозғилаңчилириниң қораллиқ қисимлириға қарита йәр йүзидин йәр йүзидики нишанларға атидиған йәлтапан бомбилирини атқан.
Мухбиримиз вәли
2011.08.17

Бу күнләрдә ливийә қозғилаңчилири илгириләп ливийиниң пайтәхти триполи шәһиригә 50 километир йеқинлап келип қалған иди. Казафий қисимлири атқан йәлтапан бомбилар қозғилаңчиларға тәгмәй чөл-җәзиридә партлиған.

Японийә һәрбий даирилириниң баян қилишичә, казафий 1970‏-йиллирида совет иттипақидин 240 данә йәлтапан бомба сетивалған, кейин йәнә шимали корийидинму бир қисим башқурулидиған бомба сетивалған иди.

Шотландийә учур васитилиридә мулаһизә қилинишичә, казафийниң һазир башқурулидиған бомбилирини чиқирип қозғилаңчиларға қаритип атқанлиқи, казафийниң худди өйидә сақлап қойған назук чинә-тәхсилирини елип чиқип, таш сепилға етип чаққанға охшап қалди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.