Дуняда йемәк баһаси өрләверип 44 милйон адәм намратлиққа йүзләнди

Дуня банкисиниң 14‏-апрел күни елан қилған мәлуматлириға қариғанда, дуняда йемәк баһаси бултур 6‏-айдин башлап һазирға қәдәр 36% өрлиди.
Мухбиримиз вәли
2011.04.16

Буниң ичидә буғдай, қонақ, қатарлиқ асаслиқ ашлиқниң баһаси 70% өрлиди. Буниң билән дуня миқясида 44 милйон адәм намратлиққа йүзләнди.
Америка авазиниң баян қилишичә, әгәр буниңдин кейин йемәк баһасиға қарита җиддий тәдбир қоллинилмиса, йемәк баһаси йәнә 10% өрлисә, дуняда турмуш сәвийиси 1.25 Америка доллирилиқ әң төвән сизиққа чүшүп қалған адәм саниға йәнә 10 милйон адәм қошулиду.

Дуня банкисиниң башлиқи золикниң көрситишичә, йемәк баһасиниң өрләп кетишигә, асасән, оттура шәрқ вә шимали африқида йеқилғу баһасиниң өрләп кетиши сәвәбчи болди. Ашлиқ експорт қилидиған дөләтләрдә тәбиий апәт йүз берип, експорт миқдари азлап кәткәнликиму буниң йәнә бир сәвәби.

Хәвәрдә ейтилишичә, дуня банкиси бу мәсилини һәл қилиш үчүн пүтүн дуняға, йемәк мәсилисини биринчи орунға қоюш, намрат вә аҗиз адәмләр топини қоғдаш, ашлиқ експорт қилишни риғбәтләндүрүш, өсүмлүкләрдин йеқилғу ишләпчиқиришни азайтиш, деһқанчилиққа селинидиған мәбләғни көпәйтиш, йеңи техника қобул қилиш тәдбирлирини қоллинишни тәшәббус қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.