Йәмәндә партлиғуч посулка гумандарлиридин икки аял қолға елинди

Б б с ниң баян қилишичә, айрупиланда партлитиш вәқәси пәйда қилиш үчүн, партлиғуч посулка тәйярлиған җинайәт гумандарлиридин икки аял бүгүн йәмәндә қолға елинди.
Мухбиримиз вәли
2010.10.31

Йәмән президенти әли абдулла салиһиниң ейтишичә, бу дело әнгилийә, америка қатарлиқ дөләтләр тәминлигән учурлар асасида паш қилинған.

Йәмән даирилириниң ейтишичә, америкиниң йәмәндә турушлуқ федерал тез почтиси вә америка почтиси дәп атилидиған икки ширкити түнүгүн (шәнбә күни) партлиғуч қачиланған 20 нәччә посулкини байқиғандин кейинла хизмәтлирини тохтатқан икән.

Әмма бу посулкилар йәмәндин әнгилийиниң милан айродроми арқилиқ америкиға келидиған бир айропиланда вә дубәй арқилиқ америкиға келидиған йәнә бир айрупиланда байқалған. Мәсилә ениқланған һаман тез биртәрәп қилинған.

Хәвәрдә ейтилишичә, америка президенти обама, бу қетим америкида айрупилан партлитиш пиланланған йеңи сүйиқәст паш қилинғандин кейинла, сәуди әрәбистани падишаһи абдуллаға телеграм йоллап, бу қетимқи партлитиш сүйиқәстлириниң тармар қилиниши үчүн муһим учурлар билән тәминлигәнликигә рәһмәт ейтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.