Филиппин хитайниң йеңи паспортиға виза қоюлмайдиғанлиқини җакарлиди

Сәйшәнбә күни вйетнам хитайниң йеңи паспортиға виза бәрмәйдиғанлиқини җакарлиған иди. Бүгүн филиппинму бу сәпкә қетилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2012.11.28

Хитайниң йеңи паспортида җәнубий деңиздики игилик һоқуқ талаш ‏-тартишида туруватқан җайларниңму хитай территорийиси қилип көрситилгәнлики, һиндистан, тәйвән, вйетнам вә филиппин қатарлиқ дөләт вә районларниң наразилиқини қозғиған иди.

Йеңи хитай паспортида җәнубий деңизиға филиппинниң ғәрбий деңизиму киргүзүлгән болуп, филиппин бүгүн хитайниң бу қилмишиға наразилиқ билдүрүп рәсмий һәрикәт қоллинидиғанлиқини йәни хитайниң йеңи паспорти билән виза илтимас қилғанларға виза берилмәйдиғанлиқини елан қилған.

Бирләшмә агентлиқиниң 28-ноябир бу һәқтики хәвиригә қариғанда, филиппин дипломатийә министирлиқи чаршәнбә күни бу һәқтики баянатида “бу паспортқа виза тамғиси бесиш,хитайниң өктәмликини қанунлаштуруп қойғанлиқ болиду” дәп көрсәткән.

Хитайниң йеңи чиқарған паспортидики җәнубий деңиздики игилик һоқуқи талаш ‏-тартишта турған җайларниму өзиниң территорийиси қилип көрситилгән хитай хәритиси вйетнам, филиппин, тәйвән һәмдә һиндистанниң бирдәк рәт қилишиға учриди. Филиппин вә вйетнам виза бәрмәслик арқилиқ рәсмий һәрикәт қолланди, тәйвәндә наразилиқ намайиши елип берилди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи бу хәритиниң хитайниң йеңи паспортиға киргүзүлүши бу дөләт вә районларниң һечқайсисиға қаритилған әмәс, дегәндин башқа чүшәндүрүш бәрмиди.

Америка райондики деңиз қатнишиниң бихәтәрликини капаләтләндүрүш үчүн мәзкур мәсилини хитайниң алдиға қойидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.