Тибәт сүргүндә һөкүмити хитай йеңи рәһбәрлик гурупписини тибәт-хитай сөһбитини қайтидин башлашқа чақирди

29‏-Декабирдин башлап австралийиниң сидней шәһиридә тибәт мәсилиси һәққидә хәлқаралиқ йиғин ечилмақта. Йиғинға 8 дөләттин 100 дин артуқ вәкил қатнашқан болуп, йиғинда дарамсаладин кәлгән вәкил, самном тәмпәл сөз қилип, хитайниң ши җинпиң башчилиқидики йеңи рәһбәрлик қатлимини ху җинтав дәвридә тохтап қалған тибәт-хитай сөһбитини қайтидин башлашқа дәвәт қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.01.02

Самном тәмпәл сөзидә хитай йеңи рәһбәрлик қатлиминиң тибәт мәсилисидә өзини тәкшүрүшигә ишинидиғанлиқи вә буни үмид қилидиғанлиқини билдүргән. У бу нуқтида:“биз бу хил өзини тәкшүрүш тибәт хәлқигә әркинлик вә арамчилиқ елип келиду, дәп тәхмин қилимиз” дегән.

Хитайчә “бошүн” ториниң бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, сүргүндики тибәт парламентиниң муавин башлиқи болған мәзкур вәкил, икки тәрәп арисида чоқум келишим түзүлүши зөрүрлүкини, бу келишимниң тибәт вә хитай хәлқидин ибарәт һәр икки тәрәпниң мәнпәитигә уйғун болуши керәкликини, шундақла хәлқара қанун өлчәмлиригә асасланған болуши керәкликини тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.