“йәршари мәктуплири” гезитидә уйғурларниң омумий әһвали қисқичә тонуштурулди

10 - Феврал канададин чиқидиған “йәршари мәктуплири” гезитидә уйғурларниң омумий әһвали қисқичә тонуштурулған бир парчә мақалә елан қилинип, уйғурларниң нөвәттики вәзийитигә қарап чиқилған.
Мухбиримиз җүмә
2012.02.11

Мақалидә уйғурларниң тарихтин буян қурған дөләтлири вә моңғул егизликидә дәвр сүргән сәлтәнәтлик тарихий чүшәндүрүлгән.

Мақалидә хитайларниң уйғурларни қалақ дәп қарайдиғанлиқи, әмма уйғурларниң өзгичә мәдәнийәтлик милләт икәнлики көрситилгән.

Мақалидә мундақ дейилгән: әмәлийәттә уйғурлар гүзәл сәнәт, мемарчилиқ, музика вә тебабәтчиликтә тәрәққий қилған. Улар йәнә каризға охшаш суғуруш канлири арқилиқ мурәккәп йеза игилики билән шуғулланған.

Мақалидә йәнә уйғурларниң манҗу империйисиниң кейинки йиллири мәҗбурий қошувелинғанлиқи, 11 - йилидики гоминдаң инқилабидин кейинму уйғурларниң хитайға қарши турушни тохтатмиғанлиқи вә икки қетим ғәрблик һалда җәмһурийәтләрни қурулғанлиқи баян қилинған.

1949 - Йилидин кейин хитай коммунистлириниң уйғур райониға көпләп көчмән йөткәп, уйғурларни хитайчә өгинишкә мәҗбурлиғанлиқи, уйғурларни бөлгүнчилик билән әйибләп, кәң көләмлик бастурғанлиқини вә нурғун уйғурға өлүм җазалирини бәргәнлики, бу хилдики җазаларни кишилик һоқуқ тәшкилатлири әйибләйдиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.