Д у қ: йиңнә вәқәси хитайларниң һөкүмәттин төләм елиш үчүн ойнап чиққан оюни

Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи җүмә күни баянат елан қилип, хитай даирилири йеқинда "милли бөлгүнчиләр"ниң һәрикити, дәп елан қилған йиңнә вәқәлириниң әмәлийәттә хитай пуқралири һөкүмәттин төләм елиш үчүн ойдуруп чиққан ялғанчилиқ икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2009.09.11

Хитай һөкүмити " 5‏ - июл вәқәси" дин кейин вәқәдә өлгән вә яриланған хитай пуқралириға 400 миң йүәндин төләм төләйдиғанлиқини елан қилип, һәр бир уйғурдин 200 йүәндин пул топлиған.

Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит, "зәһәрлик йиңнә"һуҗумиға аит нурғун вәқәләрни хитай пуқралириниң ойдуруп чиққанлиқини, улар һөкүмәтниң "5 ‏- июл вәқәси" дики төләм пулини елиш үчүн өзлиригә йиңнә уруп, сақчиға мәлум қилғанлиқини билдүрди.

Дилшат ришитниң әскәртишичә, дуня уйғур қурултийи үрүмчидики пуқралардин йиңнә вәқәсиниң һәқиқий әһвалиға даир нурғун инкасларни тапшуруп алған. Бәзи аһалиләр қошна өйдики хитайларниң өз ‏- ара бир биригә йиңнә окули уруп, сақчиға дело мәлум қиливатқанлиқини, вәқәни уйғурларға дөңгәватқанлиқиға даир мәлуматларни йәткүзгән.

Дилшат ришит, дело мәлум қилған хитайларниң көпинчиси һөкүмәтниң йиңнә һуҗумиға учриғанларға беришкә вәдә қилған 50 миң йүәндин 100 йүәнгичә болған төләм пулини елиш үчүн "йиңнә вәқәси" ясап чиқиватқанлиқини билдүрди.

Хитай җ х министири мең җйәнҗу йеқинда "йиңнә вәқәси"ни "миллий бөлгүнчиләр пәйда қилған"лиқини илгири сүргән иди. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.