Хитай өктичи язғучиси йү җйе, “шинҗаң мәсилиси” ниң кәлгүсидики әһвали наһайити мүшкүл болидиғанлиқини билдүрди

Хитай өктичи язғучиси йү җйе пәйшәнбә күни уйғур мәсилиси һәққидә пикир билдүрүп, “шинҗаң мәсилиси” ниң тибәткә қариғанда кәлгүсидики әһвали наһайити мүшкүл болидиғанлиқи, буниңдики сәвәб уйғур илидики хитай көчмәнлириниң икәнликини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2012.09.28

У бу сөзни 28-сентәбир мәркизи вашингтондики хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатида нутуқ сөзлигәндә тәкитлиди.

Униң илгири сүрүшичә, “уйғур мәсилиси милләтләрниң өз тәқдирини өзи һәл қилиш нуқтисидин тибәт мәсилиси билән охшаш характергә игә болсиму, бирақ бу икки районниң әһвалини конкрет тәһлил қилғанда, кәлгүсидә шинҗаң мәсилиси наһайити мүшкүл болиду”.

Йү җйениң қаришичә, компартийиниң тибәтни игиливалғанлиқиға йерим әсирдин ашқан болсиму, бирақ хәнзулар тибәткә кеңийип йилтиз тарталмиған. Тибәттики хәнзулар пәқәт һөкүмәт хадимлирини вә тиҗарәтчи хәнзуларни асас қилған. Күнләрниң биридә вәзийәт өзгирип, тибәт мустәқиллиққа еришсә, хәнзуларниң тибәттин чиқип кетиши асанға чүшиду. Бирақ уйғур илиниң әһвали буниңға охшимайду. У әскәртип: шинҗаңда бир қанчә әвлад бу йәрдә яшаватқан нурғун хәнзу бар. Кәлгүсидә бу йәрдә туғулған хәнзулар билән йәрлик уйғур вә башқа йәрлик милләтләр арисидики тоқунуш наһайити кәскин болуши мумкин, дәп көрсәтти.

Йү җйе, нобел тинчлиқ мукапати саһиби, атақлиқ хитай өктичилиридин лю шявбо 2008‏-йили қозғиған асасий қанун низамнамә һәрикитигә аваз қошуп, униңға имза қойған хитай өктичи язғучилириниң бири.

Христиан мурити болған йү җйе, бу йил 1‏-айда америкиға кәлгән. У хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатида сөзлигән нутқида әскәртип, тибәт мәсилиси пәқәт хитай демократийиләшкәндә һәл болидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.