Үрүмчидики юндидин яғ ишләш увиси ашкариланди
2012.01.24
Хитайниң тәңритағ тор бекитиниң 12-январдики мәлуматидин ашкарилинишичә, йеңи йилдин кейин үрүмчидә елип берилған тәкшүрүштә, үрүмчи шәһириниң тәңритағ райони терәкқум боғда кәнтидики бир юндидин яғ сүзүвелиш орни паш болған.
Мәлум болушичә, бу юндидин яғ сүзүвелиш орнидики хитай аққунлири һәр күни үрүмчи шәһиридики ресторанлар вә әврәз қудуқлиридин 8 туң юнда яғ йиғидикән. юндидин сүзүвелинған яғниң һәр килограми 5 йүәндин юндидин яғ пишшиқлайдиған йәнә бир яғ завутиға сетилидикән. Тәкшүрүштә бу орундин 93 туңға қачиланған 16 тонна юнда яғ байқалған.
Бу қетимқи тәкшүрүштә йәнә, сайбағ райони, йеңи шәһәр районлиридиму 86 орунда сахта йемәклик ишләпчиқириш нуқтилири байқалған. Бу орунларда сүпәтсиз сүр гөш, санаәттә ишлитилидиған хуручлар билән пишшиқлинидиған пурчақ йемәкликлири байқалған.
Игилигән учурлардин мәлум болушичә, бу хил сахта йемәкликләрниң көпинчиси намрат шәһәр пуқралириға һәмдә чәт йезиларға апирип сетилидиған болуп, турмуш шараити начар болған уйғурларниң бу хил сахта йемәкликләрни истемал қелиш еһтимали юқири икән.