Йүннәндики намайишта бир сақчи өлди
2012.04.20
Вәқә чаршәнбә күни йүз бәргән болуп, сақчилар шу күни йүннәнниң ренхи наһийилик һөкүмәт бинасиниң алдиға йиғилип намайиш қиливатқан деһқанларни тарқитишқа урунғандин кейин, икки тәрәп арисида тоқунуш чиққан. Йүннән сақчи даирилири баянатида намайишчилар қоллирида кәң бислиқ пичақ вә яғач калтәкләр билән сақчиларға һуҗум қилди, әмма деһқанларниң бириму яриланмиди, дегән.
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу деһқанлар шявгаңчиң йезисиниң деһқанлири, улар йезидики көмүр канларниң барғансери кеңийип, деһқанларниң йеригә тәһдит қиливатқанлиқи вә йәрлик һөкүмәт даирилириниң деһқанларни өйидин көчүшкә мәҗбурлиғанлиқиға нарази болуп, рен хи наһийилик һөкүмәтниң алдида дава қилишқа башлиған. Әмма бир һәптидин буян уларниң дәрдини тиңшайдиған бирму адәмниң чиқмаслиқи вә сақчиларниң уларни қоғлимақчи болуши аммини ғәзәпләндүргән вә нәтиҗидә тоқунуш келип чиқип, өлүш-ярилиниш болған.
Хитайда йеқиндин буян йәрлик һөкүмәтләрдики чириклик әһваллириға қарши намайишлар әвҗ еливатқан болуп, буларниң көпинчиси йәр маҗирасиға четишлиқ.